миллей: афғанистан армийәси вә һөкүмитиниң 11 күндә йимирилидиғанлиқини һечким билмәйтти

америка армийәси баш иштаб башлиқи марк миллей, афғанистан армийәси вә һөкүмитиниң талибанға 11 күн ичидә йеңилидиғанлиқиға даир һечбир ибарә көрмигәнликлирини ейтти.

1693922
миллей: афғанистан армийәси вә һөкүмитиниң 11 күндә йимирилидиғанлиқини һечким билмәйтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси баш иштаб башлиқи марк миллей америка мудапиә министири лойд австин билән мудапиә министирлиқида өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида, афғанистандин һазирғичә бәш миң адәмниң тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.

афғанистандики вәзийәтниң наһайити хәтәрлик вә өзгиришчан икәнликини тилға алған миллей, нөвәттики муһим ишлириниң афғанистандики америка пуқралири вә америкаға йардәм қилған афғанларни тарқақлаштуруш икәнликини қәйт қилди.

у, айродурумдики вәзийәтниң тинчланғанлиқини, әмма һәрқандақ тәһдиткә иккиләнмәстин һәрбий һәрикәтләр арқилиқ җаваб қайтурулидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

миллей афғанистан армийәсиниң наһайити қисқа вақит ичидә тирә – пирән болуп кетиши тоғрисида тохтилип: «нә мән, нә башқа бири (афған) армийәси вә бу һөкүмәтниң 11 күн ичидә йимирилидиғанлиқиға даир бирәр ибарә көрмидуқ» деди.

америка мудапиә министири австинму «талибан билән дүшмәнчә сүркилиш болмиди вә талибан қоманданлири билән алақә қаналлиримиз очуқ дегән ибариләрни ишләтти.

австин кабулда нөвәттә тарқақлаштуруш хизмәтлирини орундаватқан 4500 әтрапида америка әскириниң барлиқини билдүрди.

имканийәтниң йетишичә көп адәмни тарқақлаштурушни халайдиғанлиқлирини, бирақ һазир көзлигән нишанға йетәлмигәнликлирини әскәрткән австин, һамид карзаий хәлқара айродурумиға кәлгәнләрни тарқақлаштуруватқанлиқлирини, әмма, айродурумниң сиртиға чиқип көп санда кишини елиш қабилийәтлириниң йоқлуқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر