гамбийәдә балилар паләч кесәллики вируси байқалди

ғәрбий африқа дөлити гамбийәдә балилар паләч кесәллики вируси (поли вируси) байқалди.

1693756
гамбийәдә балилар паләч кесәллики вируси байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: гамбийә сәһийә министири әһмәдо ламин самати,  бу һәқтә елан қилған байанатида, дөләтниң пайтәхти баҗул вә деңиз бойидики коту районидин елинған әвришкиләрдә балилар паләч кесәллики вирусиниң байқалғанлиқини, буниң,  «көп қорқулидиған вирус билән йуқумланған тәхминән 2 милйон киши дөләттә айлиниватиду»  дегән уқумни билдүридиғанлиқини әскәртти, һәмдә һөкүмәтниң вирусқа тақабил туруш сәпәрвәрлик һәрикити башлашни пиланлаватқанлиқини, бу  сәпәрвәрлик һәрикитиниң 5 йаштин төвән балиларниң поли вируси билән йуқумлинишиниң алдини елишни нишан қилидиғанлиқини тәкитлиди.

ғәрбий африқада, гамбийәдин башқа, уганда, бенин, буркина фасо, камерон, ефийопийә, мали, нигер, чад вә судан қатарлиқ дөләтләрдә балилар паләч кесәллики вируси байқалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر