җонсон хан вә байдин билән телефонлишип афғанистан вәзийити тоғрисида сөзләшти

әнглийә баш вәзири борис җонсон афғанистандики йеңи һөкүмәтниң етирап қилинишиниң дөләтләрниң өз алдиға қарар чиқириш усули арқилиқ әмәс, хәлқара рамкида ишқа ашурулидиғанлиқини билдүрди.

1693393
җонсон хан вә байдин билән телефонлишип афғанистан вәзийити тоғрисида  сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзирлик ишханиси йазма байанат елан қилип, баш вәзир җонсонниң пакистан баш минстири имран хан билән телефонлишип, афғанистан вә районда йүз бәргүси инсаний паҗиәләрниң алдини елиш мәсилисидә һәмкарлишидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәнликини билдүрди.

афғанистандики йеңи һөкүмәтниң етирап қилинишиниң дөләтләрниң өз алдиға қарар чиқириш усули арқилиқ әмәс, хәлқара рамкида ишқа ашурулуши керәкликини оттуриға қойған җонсон, талибан һөкүмитиниң қануний болуш йаки болмаслиқиниң кишилик һоқуқ вә сиғдурушчан болуш җәһәттә хәлқара өлчәмләргә чүшүш йаки чүшмәслик билән мунасивәтлик икәнликини тәкитлиди.

йәнә бир тәрәптин, борис җонсон билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин телефонлишип, афғанистанниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилиш үчүн алдимиздики һәптә тәрәққий тапқан йәттә дөләт гуруһиға әза дөләтләр йуқири дәриҗилик рәһбәрлириниң йүз туранә йиғин чақириши тоғрисида бирдәклик һасил қилди.

2021-йили 15-авғуст йәкшәнбә күни пайтәхт кабулни қоршивалған талибанлар, пирезидент әшрәф ғәниниң қечиши вә һөкүмәт армийәсиниң пайтәхттин чиқип кетишидин кейин, шәһәрни тоқунушсизла толуқ қолға киргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر