америка: кабул айродурумида түркийә әскәрлири билән бирликтә паалийәт елип бериватимиз

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби, кабул айродурумида аманлиқни сақлаш мәқситидә түркийә әскәрлири вә башқа хәлқаралиқ һәмраһлар билән бирликтә һәрикәт қиливатқанлиқлирини ейтти.

1692245
америка: кабул айродурумида түркийә әскәрлири билән бирликтә паалийәт елип бериватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: кирби, кабул айродуруми һәққидә елан қилған байанатида, америка қошма иштатлириниң афғанистандики әлчихана хадимлири вә башқа пуқралирини елип чиқиш кетиш басқучи давамлишиватқан пәйттә, кабулдики һамид карзаи айродурумиға йүзләрчә кишиниң кириши билән оттуриға чиққан қалаймиқанчиқтин кейин, «айродурум вә әтрапини тазилаш вә аманлиқни сақлаш үчүн түркийә әскәрлири вә башқа хәлқаралиқ һәмраһлар билән бирликтә һәрикәт қиливатқанлиқлири» ни билдүрди.

америка қошма иштатлири билән талибан оттурисида, 2020 – йили февралда һасил қилинған келишим даирисидә, хәлқаралиқ күчләрниң афғанистандин чекиниш басқучи башланғаниди.

келишим, чәт әл күчлиригә һуҗум қилмаслиқни мәзмун қилидиған болуп, талибан, бир тәрәптин, қатарда афғанистан һөкүмити билән сөһбәтни давамлаштурса, йәнә бир тәрәптин, 6-айдин буйан шиддәтлик һуҗумлар нәтиҗисидә афғанистандики нурғун вилайәтниң мәркизини тезликтә қолға чүшүрди.

алдинқи күни пайтәхт кабулни қоршивалған талибан, пирезидент әшрәф ғениниң дөләттин айрилиши вә һөкүмәт күчлириниң пайтәхтни тәрк етишидин кейин, бу йәрниму  пүтүләй контрол астиға алди.

шуниң билән, йүзләрчә афғанистанлиқ, чәт әлләрниң пуқралирини елип чиқип кетиш үчүн қозғалған айропиланларға чиқиш үчүн айродурумға сәлдәк ақти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر