әнглийәдә қораллиқ һуҗум йүз берип нурғун адәм өлди

әнглийәниң пилимос шәһиридә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда зораванни өз ичигә алған 6 киши җенидин айрилди.

1690616
әнглийәдә қораллиқ һуҗум йүз берип нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: девон вә корнвал сақчилири, пилимос шәһириниң кәйхам районида йүз бәргән қораллиқ һуҗум һәққидә елан қилған байанатида, һуҗумда қораллиқ гумандарниму өз ичигә алған 6 кишиниң қаза қилғанлиқини дәлиллиди.

байанатта, вәқәдә 2 айал  2 әр вә һуҗумниң җавабкари болған әрниң оқ тегип йарилиниш сәвәбидин нәқ мәйданда һайатидин айрилғанлиқи, оқниң нишани болған вә нәқ мәйданда даваланған бир айалниң дохтурханида қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

зораванниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнлики вә һуҗумниң терроризм билән четишлиқиниң йоқлуқи уқтурулғаниди.

әнглийә ички ишлар вәзири прити пател, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, пилимос шәһиридә йүз бәргән қораллиқ һуҗумдин толиму әпсуслинидиғанлиқини әскәртип мундақ дегәниди: «һәммә кишини соғуққан болушқа, сақчиларниң тәвсийәлиригә әмәл қилишқа вә җиддий қутқузуш органлиримизниң хизмитини давамлаштурушиға йол қойушқа чақиримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر