сәйфулислам қәззафи үстидин тутуш буйруқи чиқирилди

ливийә һәрбий  баш тәптиш мәһкимиси ағдуруветилгән рәһбәр муәммәр қәззафиниң оғли сәйфулислам қәззафи үстидин «җинайәт» вә «йалланма әскәр ишлтиш» җинайити билән әйибләп тутуш буйруқи чиқарди.

1689948
сәйфулислам қәззафи үстидин тутуш буйруқи чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ һәрбий баш тәптиш мәһкимиси ишханиси тәрипидин 5 – авғуст күни сақчи идарилири вә һәрбий органларға  чүшүрүлгән йолйоруқта, сәйфулислам қәззафиниң, «җинайәтләргә арилишиш вә йалланма әскәр ишлитиш» җинайити сәвәблик тутулуши вә мунасивәтлик орунларға әвәтилиши тәләп қилинған.

йолйоруқта, «һәрбий органлар вә бихәтәрлик тармақлириниң, һоқуқлири даирисидики районларда сәйфулислам қәззафини ахтуруп тепиши үчүн бу йолйоруқни иҗра қилишиға рухсәт қилинғанлиқи» билдүрүлгән.

бу йолйоруқниң, «траблус шәһиригә қаритилған аталмиш шәрәп һәрикити һуҗумлири әснасида рус йалланма әскәрләр (вагнер гурупписи) тәрипидин садир қилинған җинайәтләрни тәкшүрүш делосиға асаслинидиғанлиқи» қәйт қилинған.

сәйфулислам қәззафи, хәлқара җинайи ишлар соти тәрипидинму «инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш» җинайити билән әйиблинип издәлмәктә. әйни вақиттики хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң тәптиши фату бенсуда, 17-май күни: « сәйфулислам қәззафи йа өзи тәслим болиду, йаки ливийә даирилири уни хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә тапшуруп бериду» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر