наса марсқа тәййарлиқ хизмитидә орун елишни халайдиған 4 пидаий лазимлиқини елан қилди

америка дөләтлик авиатсийә вә аләм қатниши идариси (наса) марсқа тәййарлиқ хизмитидә орун елишни халайдиған пидаийларни издимәктә.

1687458
наса марсқа тәййарлиқ хизмитидә орун елишни халайдиған 4 пидаий лазимлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бу һәқтә чиқирилған елан арқилиқ марсқа охшаш муһитта бир йил йашашни халайдиған төт пидаийға еһтийаҗ барлиқи билдүрүлди.

30 йаштин 55 йашқичә болған америка пуқралириниң илтимас қилалайдиғанлиқи, илим-пән, инженерлиқ йаки математика саһәсидә магестерлиқ қилған вә йаки учқучилиқ тәҗрибиси болған кишиләрниң таллинидиғанлиқи уқтурулди.

пидаийларниң җисманий сағламлиқи йахши болуши, озуқлуқ мәсилиси болмаслиқи, тамака чәккүчиләрниң намзат болалмайдиғанлиқи тәкитләнди.

талланған 4 киши тексас иштатида «марс дун әлфа» дәп нам берилгән  1700 квадрат метирлиқ җайда 1 йил йашайду.

қизил планетида қурулмақчи болған модулниң җанландурулған бу тәҗрибә райониниң үч өлчәмлик техника билән тәййарланғанлиқи билдүрүлди.

пидаийларниң тәҗрибә районида көнгән раһәтни тапалмайдиғанлиқи, өзи йахши көридиған йемәклик вә ичимликләргә еришәлмәйдиғанлиқи, аилиси вә достлири билән болған алақиниңму интайин чәклик болидиғанлиқи, пидаийларниң бу тиришчанлиқлири бәдилигә пул алидиғанлиқи уқтурулди.

марсқа охшап кетидиған бу җайда төт кишиликтин айрим айдим үч гуруппниң  вәзипигә тәйинлинидиғанлиқи, биринчи гуруппиниң келәр йили күздә вәзиписини башлиши пиланлиниватқанлиқи тәкитләнди.

һустондики аләм қатниши мәркизидә елип берилидиған тәҗрибиләр арқилиқ марста хизмәт қилидиған әтрәт дуч келиш һетимали болған җисманий вә роһий мәсилиләр тәтқиқ қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر