кабулда дөләт мудапиә министириниң өйиниң алдида йүз бәргән һуҗумда 8 киши қаза қилди

афғанистан дөләт мудапиә министири бисмиллаһ муһәммәдиниң кабулниң шир пур райониға җайлашқан өйиниң алдида түнүгүн кәч тәрәпләрдә йүз бәргән бомба вә қораллиқ һуҗумда 8 киши һайатидин айрилди.

1685369
кабулда дөләт мудапиә министириниң өйиниң алдида йүз бәргән һуҗумда 8 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министирлиқи байанатчиси мирвейис станикзей, бу һәқтә елан қилған байанатида, зораванлардин бириниң бомба қачиланған аптомобилни афғанистан дөләт мудапиә министири бисмиллаһ муһәммәдиниң өйиниң алдид апартлатқанлиқини, партлаштин кейин башқа 4 зораванниң өйгә бастуруп криип, қалаймиқан оқ чиқиришқа башлиғанлиқини ейтти.

зораванларниң йерим кечидә бир тәрәп қилинғанлиқини билдүргән станикзей, һуҗумда  8 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 20 кишиниң йариланғанлиқини, райондики өйләрдә йашаватқан онларчә пуқраниң бихәтәр җайға тарқақлаштуруғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, һуҗумда дөләт мудапиә министири бисмиллаһ муһәммәдиниң вә аилисиниң зийанға учримиғанлиқини  тәкитлиди.

шаһитлар болса, һуҗумда қаза қилғанлар саниниң 10 дин артуқ икәнликини илгири сүрди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиди.

алақидар тармақлар, һуҗум әснасида дөләт мудапиә министири бисмиллаһ муһәммәдиниң өйидә башқа вилайәтләрдин кәлгән йуқири дәриҗилик әмәлдарларниңму барлиқини билдүрди.

игилинишичә, кабулниң әң һәшәмәтлик районлиридин бири болған шир пур районида нурғун министир вә парламент әзалириниң өйи бар болуп, бомбиниң шиддәтлик партлиши нәтиҗисидә, дөләт мудапиә министири бисмиллаһ муһәммәдиниң өйиниң әтрапидики көп сандики өй вә иш орниму зийанға учриған. бомба һуҗумидин кейин, кабулда көп санда пуқра террорлуқ һуҗумиға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر