волқан бозқир кувәйттә зийарәттә болиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75- нөвәтлик омумий мәҗлиси рәиси волқан бозқир 31- ийулдин 2- авғустқичә кувәйттә зийарәттә болиду.

1682583
волқан бозқир кувәйттә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйт әмири шәйх нәвваф әһмәд әлҗабир әссабаһ тәрипидин қарши елинидиған бозқир, кувәйтниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири, болупму кувәйт тәхт вариси шәйх мәсал әләһмәд әлҗабир әссабаһ билән учришип сөһбәт өткүзиду.

бозқир б д т омумий мәҗлисиниң рәиси сүпити билән ишқа ашуридиған бу зийарити җәрйанида диққитини кувәйтниң көп тәрәплик дипломатийәси, инсанпәрвәрлик саһәсидики хизмәтлири, тоқунушниң алдини елиш вә районлуқ мәсилиләрдә ойнаватқан муһим ролиға мәркәзләштүриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر