талибанниң йеқинқи һуҗумлирида 2 миңдин артуқ киши җенидин айрилған

афғанистанда йеқинқи төт айда талибан қораллиқ күчлири қилған һуҗумларда 2 миң 566 киши җенидин айрилди.

1683065
талибанниң йеқинқи һуҗумлирида 2 миңдин артуқ киши җенидин айрилған

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан тинчлиқ министирлиқи зораванлиқларни азайтиш вә көзитиш идарисиниң башлиқи сайәд абдуллаһ һашими кабулда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, талибан қораллиқ күчлириниң йеқинқи төт айда 22 миң һуҗум қилиш вәқәсини пәйда қилғанлиқини билдүрди.

сайәд абдуллаһ һашими бу мәзгилдә қилинған һуҗумларда 3 миң 21 кишиниң йариланғанлиқини вә 2 миң 566 кишиниң җенидин айрилғанлиқини әскәртип, өлүмләрниң талибан қораллиқ күчлириниң адәм бомба, ракетамийот һуҗумлири, тоқунуш вә һәр хил сүйиқәстләр нәтиҗисидә мәйданға кәлгәнликини тәкитлиди.

у талибанниң һуҗуми сәвәбидин 621 мәктәпниң тақалғанлиқини вә миңларчә оқуғучиниң маариптин мәһрум қалғанлиқини әскәртти.

у йәнә, талибанниң һуҗумлириға дөләт хәвпсизлик тармақлириниң җаваб қайтурғанлиқини вә қайтурма һуҗумларда миңларчә талибан қораллиқлириниң өлтүрүлгәнликини билдүрди.

у тоқунушлар сәвәбидин миңларчә аилиниң йурт-маканлиридин айрилғанлиқини әскәртип: «талибан қораллиқ күчлири контроллуқи астидики районларда хәлқни асасий һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қилип, уларға зулум салмақта» деди.

афғанистанда тинчлиқ мусаписи ениқсиз туруватқан болуп, һөкүмәт армийәси билән талибан оттурисидики шиддәтлик тоқунуш давамлашмақта



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر