әсәд қисимлири дәра әлбәләдкә һуҗум қилди

бәшшар әсәд һакимийитиниң дәра вилайәт мәркизидики 40 миң әтрапида адәм йашайдиған дәра әлбәләд мәһәллисигә қуруқлуқтин һуҗум қилди.

1682242
әсәд қисимлири дәра әлбәләдкә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийитиниң дәра вилайәт мәркизидики 40 миң әтрапида адәм йашайдиған дәра әлбәләд мәһәллисигә 25 – ийундин буйан йүргүзүлүватқан муһасирини бикар қилиш тоғрисидики дүшәнбә күни һасил қилинған келишимгә қаримай елип барған һәрбий һәрикитидә бир киши җенидин айрилди.

дәралиқ паалийәтчиләр қурған хоран әркинлири җәмийитиниң байанатчиси әймән әбу ноқта, бәшшар әсәд һакимийитигә қарашлиқ 4- вә 9- қурулуш армийәси қисимлириниң шәһәр мәркизидики дәра әлбәләдни толуқ контроллуқ астиға елиш үчүн һәрбий һәрикәт елип беришни башлиғанлиқини уқтурди.

әбу нуқта, һакимийәт қисимлириниң нәһла, касад вә қуббә қатарлиқ үч тәрәптин мәһәллигә бастуруп киришкә тиришиватқанлиқини ейтти.

һакимийәт қисимлириниң қуруқлуқтин илгириләшкә урунуватқан әскәрлиригә минамйот, танка вә зәмбирәк һуҗумлири арқилиқ йардәм бериливатқанлиқиға ишарәт қилған әбу ноқта, район аһалиси билән сабиқ өктичиләрниң қоллиридики йеник типлиқ қораллар билән қаршилиқ көрситиватқанлиқини, райондики тоқунушларниң давамлишиватқанлиқини әскәртти.

у, мәһәллиниң бирдинбир сағламлиқ мәркизиниңму арқа – арқидин қилиниватқан һуҗумлар түпәйли тақиветилгәнликини билдүрүп: «һакимийәт күчлири һәрбий һәрикәт елип беришни башлиди, дәп кишиләр вәһимә ичидә өй – маканлирини ташлап кетишкә башлиди, түнүгүндин бери 600 аилә көчүп кәтти. бомбардиманда нурғун пуқра йариланди» дегәнләрни қәйт қилди.

һакимийәт күчлириниң дәра әлбәләд мәһәллисигә қилған зәмбирәк һуҗумида бир кишиниң җенидин айрилғанлиқини билдүргән әбу ноқта, әсәд һакимийитиниң 2018 – йили ийулдин буйан тунҗи қетим дәраға зәмбирәк, ракета қатарлиқларни ишлитип қуруқлуқтин һуҗум қилғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر