тунис телевизийәсиниң баш мудири вәзиписидин қалдурулди

тунис пирезиденти қайис сәидниң дөләт телевизийәсиниң баш мудири лесад даһишни вәзиписидин қалдурғанлиқи билдүрүлди.

1681975
тунис телевизийәсиниң баш мудири вәзиписидин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: тунис пирезидентлиқ мәһкимисиниң йазма байанатида, қайис сәидниң дөләт телевизийәсиниң баш мудири лесад даһишни вәзиписидин қалдуруш қарари чиқарғанлиқи қәйт қилинди.

тунис пирезиденти қайис сәидниң дөләт телевизийәсиниң баш мудири лесад даһишниң орниға, аватиф әддалини вақитлиқ вәзипигә тәйинлигәнлики әскәртилди.

 тунис пирезиденти қайис сәид йәнә, дөләт пулиниң булаң-талаң қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилип, бу пулларни қайтурувелиш вә мунасивәтлик кишиләргә җәриманә қойуш керәкликини билдүрди.

пирезидентлиқ мәһкимиси тәрипидин тарқитилған видеода, қайис сәидниң картаҗа сарийида санаәт вә сода федератсийәсиниң башлиқи сәмир маҗул билән көрүшкәнлики қәйт қилинди.

қайис сәид дөләтлик парихорлуқ вә чирикликни ениқлаш комитетиниң бир доклат елан қилғанлиқини әскәртип, 460 кишиниң дөләтниң пулини булаң-талаң қилғанлиқини вә булаң-талаң қилинған пул миқдариниң 13.5 милйард тунис динари (тәхминән 4.8 милйард доллар) икәнликини билдүрди.

қайис сәид мурәссәни чақириқ қилип, дөләтниң пулини булаң-талаң қилғанларниң тизимликиниң барлиқини әскәртти.

туниста немә болған иди?

туниста 2021-йили 25-ийул һөкүмәт вә өктичи партийәләргә қарши йүзләрчә кишиниң қатнишиши астида намайишлар партлиған иди. намайишларда нахда партийәси қатарлиқ нурғун партийәләрниң мәркәзлири һуҗумға учриған иди.

тунис пирезиденти қайис сәид парламентниң барлиқ һоқуқини тоңлатқанлиқини, парламент әзалириниң алаһидә имтийазлириниму тоңлатқанлиқини, мәвҗут баш министир һишам әлмешишини вәзиписидин қалдурғанлиқини вә өзи вәзипигә тәйинләйдиған баш министир билән һөкүмәтни өткүзүвалидиғанлиқини уқтурған иди.

 у йәнә, өзини баш тәптиш елан қилип, сот саһәсигиму арилашқан иди. буниңдин кейин, тунис армийәси парламентниң башлиқи вә нахда һәрикитиниң рәһбири рашид әл ганнуши һәмдә башқа парламент әзалирини парламентқа киришигә рухсәт қилмиған иди.

рашид әл ганнуши хәлқини пирезидент қайис сәидниң қарарлириға қарши тинчлиқ билән күрәш қилишқа чақирип, қануний асаси болмиған мәзкур қәдәмниң «һәрбий өзгириш» икәнликини билдүргән иди.

тунис пирезиденти қайис сәид тарихий мәсулийәтни өз үстигә алғанлиқини, елинған қарарларниң асасий қанунға уйғун икәнликини вә буни «һәрбий өзгириш» дегәнләрдин «қанун дәрслирини көздин кәчүрүши» ни тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر