русийә – америка истиратегийәлик муқимлиқ йиғини чақирилди

русийә вә америка һәйәтлири оттурисида шивейтсарийниң җәнвә шәһиридә истиратегийәлик муқимлиқ йиғини чақирилди.

1682215
русийә – америка истиратегийәлик муқимлиқ йиғини чақирилди
Wendy Sherman-Sergei Ryabkov.jpg
rusya-abd bayrak.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, русийә вә америка һәйәтлири, йадро қораллирини контирол қилишни өз ичигә алған икки дөләт оттурисидики келишмәсликләр һәққидә сөһбәт елип бериш үчүн, шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә бир йәргә җәм болған. бу даиридә,  икки дөләт һасил қилған келишимләрниң давами тәриқисидә, истиратегийәлик муқимлиқ мәсилисидә русийә – америка дийалогиниң йеңи басқучи ишқа ашурулған.

русийә һәйитигә, русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рйабков, америка һәйитигә, америка қошма иштатлири муавин ташқи ишлар министири венди шерман рийасәтчилик қилған йиғинда, икки дөләтниң истиратегийәлик муқимлиқ, қорал – йарағларниң контирол қилиниши вә хирисларниң азайтилишиға қарита тәдбирләр мәсилилиригә қарита позитсийәлири музакириләр қилинған.

йиғиндин кейин ахбарат васитилири мәнсуплириға байанат бәргән рйабков, йиғинниң үнүмлүк өткәнликини вә буниңдин  интайин хурсән икәнликлирини әскәрткән, һәмдә икки дөләт оттурисида қорал – йарағларниң контирол қилиниши саһәсидә киризис шәкилләнгәнликини тәкитләп мундақ дегән: «америка қошма иштатлири иҗабий сөһбәт өткүзүшкә тәййар. бу интайин иҗабий бир нуқтидур. йиғинға, америка қошма иштатлириниң барлиқ органлириға вәкиллик қилидиған бир һәйәт қатнашти. биз муһим мәсилиләрдә охшимиған көз қарашлиримиз бар дәп йәкүн чиқардуқ. охшаш көз қараштики мәсилиләрниму байқидуқ, буни тәрәққий қилдурушни халаймиз.»

тор бихәтәрлики саһәсидә америка билән өзара давамлиқ пикир алмаштуруп туруватқанлиқлирини байан қилған рйабков, бу саһәдики сөһбәтни давамлаштурушни халайдиғанлиқлириини билдүргән.

әнглийә, фирансийә вә хитайниң русийә билән америка қошма иштатлири оттурисида истиратегийәлик муқимлиқ мәсилисидики музакириләргә дахил болушқа тәййар әмәсликини әскәрткән рйабков, «бирақ кейинки музакириләрдә әнглийә билән фирансийәниң йадро күчи мәсилилириниң нәзәргә елиниши, бизгә нисбәтән муһим иштур» дегән.

америка қошма иштатлири билән йеңи басқучлуқ йиғинниң сентәбирниң ахирлири ишқа ашурулидиғанлиқини қәйт қилған рйабков, бу йиғинға тәййарлиқ қилидиғанлиқлири вә давамлиқ хизмәт ишләйдиғанлиқлирини ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر