талибан афғанистан земининиң хитайға қарши ишлитилмәйдиғанлиқиға капаләт бәрди

талибанниң қатардики сийасий ишханисиниң башлиқи молла абдул ғәни бирадәр башчилиқидики бир һәйәт хитайни зийарәт қилди.

1681606
талибан афғанистан земининиң хитайға қарши ишлитилмәйдиғанлиқиға капаләт бәрди
taliban-vang.jpg
taliban-vang-yi -2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, хитай ташқи ишлар министири ваң йи тйәнҗен шәһиридә молла абдул ғәни бирадәр билән көрүшкән.

учришишта, ваң йи хитайниң әң чоң қошниси болған афғанистанниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкигә изчил һөрмәт қилип кәлгәнликини һәмдә дөләтниң ички ишлириға арилашмаслиқ керәкликидә чиң туруп кәлгәнликини тәкитлиди.

ваң йи вашингтон һөкүмитиниң афғанистан сийаситиниң мәғлуб болғанлиқини билдүрүп, афғанистандики һәр қайси тәрәпләрниң «афғанистанни афғанистанлиқлар башқуруши керәк» пиринсипи асасида балдуррақ тинчлиқ орнитиши керәкликини тәкитлиди вә: «афғанистан афғанистан хәлқигә мәнсуп, афғанистанниң кәлгүси вә тәқдири афғанистан хәлқиниң қолида болуши керәк» деди.

талибан тәрипидин елан қилинған байанатта, 9 кишилик һәйәтниң хитайға икки күнлүк зийарәт үчүн барғанлиқи вә хитай ташқи ишлар министири билән тинчлиқ мусаписи шундақла бихәтәрлик мәсилилири тоғрисида сөһбәтләшкәнликини билдүрди.

талибанниң қатарда турушлуқ сийасий ишханисиниң байанатчиси муһәммәд наимму тивиттерда һәмбәһирлигән байанатида: «сөһбәттә сийасәт, иқтисад вә һәр икки дөләтниң бихәтәрлики шундақла афғанистанниң нөвәттики вәзийити вә тинчлиқ мусаписиға алақидар темилар музакирә қилинди» деди.

муһәммәд наим талибан һәйитиниң хитайға афғанистан земининиң һәр қандақ бир дөләткә қарши ишлитилишигә қәтий йол қойулмайдиғанлиқиға даир  капаләт бәргәнликини җакарлиди.

ваңниң талибан һәйити билән чүшкән сүритиму иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләнди.

афғанистанниң тинчлиқ мусаписи ениқсизлиқини давамлаштурмақта. бихәтәрлик қисимлири билән талибан оттурисида шиддәтлик тоқунушларму үзлүксиз давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر