йавропа иттипақида нопусниң %70 и әмләнгән

йавропа иттипақида ийул ейи (2021) да қорамиға йәткән нопусниң %70 ни әң аз бир ваксина әмләш нишаниға йәткәнлики билдүрүлди.

1680934
йавропа иттипақида нопусниң %70 и әмләнгән

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула фондерлейен байанат елан қилип, 18 йаштин йуқири нопусниң %57 ниң икки қетимлиқ ваксинани әмләткәнликини билдүрди.

у ваксина әмләшниң давамлишиши керәкликини әскәртип: «делта варийанти интайин хәтәрлик. бу сәвәбтин, өзимизниң саламәтликини вә башқиларни қоғдаш үчүн пурсити йар бәргән барлиқ кишиләрни ваксина әмлитишкә чақиримән. йавропа иттипақи йетәрлик миқдарда ваксина тарқитишни давамлаштуриду» деди.

йавропа кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизиниң йеңи мәлуматлирида, ваксина әмләш нисбити әң йуқири болған малтада, қорамиға йәткәнләрниң %84 и әң аз бир қетим әмләнгән болса, булғарийәдә бу сан %18.5 болған. данийәдә %83.7, голландийәдә %82.7, белгийә билән финландийәдә болса %78.9 болған.

әмлитиш нисбити төвән болған дөләтләрниң ичидә булғаристандин қалса, руменийәдә %31.1, латвийәдә %44, киродийәдә %47, силовакийәдә %47.9 вә силовенийәдә %49.7 болған.

қорамиға йәткәнләрниң %70 ни әмләш нишанини апрел ейиниң ахирида елан қилған йавропа иттипақи, ийулниң бешида әза дөләтләргә   йетәрлик миқдарда ваксина тарқатқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر