йапонийә русийә баш министириниң курил арили зийаритигә наразилиқ билдүрди

йапонийә русийә баш министири михаил мишустин (Mihail Mişustin) ниң курил араллирини зийарәт қилишини «наһайити тәләйсизлик» дәп атиди.

1680275
йапонийә русийә баш министириниң курил арили зийаритигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә кабентиниң баш катиби като катсунобу мухбирларни күтүвелиш йиғинида, русийә баш министири михаил мисуштинниң хоккайдониң шималиға җайлашқан курил тақим араллири ичидики еторофу арилини зийарәт қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

баш катип като катсунобу мишустинниң зийаритиниң шималий араллар мәсилисидә йапонийәниң изчиллиққа игә мәйдани билән зитлишидиғанлиқини вә интайин тәләйсиз вәқә икәнликини әскәртти.

у йапонийәниң зийарәт сәвәбидин русийәгә наразилиқ ултиматоми тапшуридиғанлиқини уқтурди.

русийә баш министири михаил мисуштин төт күнлүк йирақ шәрқ вә сибирийә зийарити даирисидә, еторофу арилиға йетип берип, аралдики бир дохтурханини вә деңиз мәһсулатлири ишләпчиқириш мәркизини екскурсийә қилди.

йапонийә кйодо агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, токйо мишустинниң аралларни зийарәт қилиштин йирақ турушни тәләп қилған.

сабиқ совеитләр иттипақи иккинчи дунйа урушиниң ахирида, йәни 1945-йили йапонийәниң тинч окйан билән охотск деңизини бир-биридин айрип туридиған вә узунлуқи тәхминән 1300 километир келидиған курил араллирини өзигә қошувалған иди.

«шимал районлири» дәп аталған земин парчиси мәсилисидики келишмәслик сәвәбидин, йапонийә билән русийә оттурисида тинчлиқ келишими имзалаш үчүн өткүзүлүватқан учришишлар нәтиҗисиз қалмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر