ангола пирезиденти 3 күнлүк рәсмий зийарәт үчүн түркийәгә келиду

ангола пирезиденти 3 күнлүк рәсмий зийарәт үчүн түркийәгә келидуангола пирезиденти җов мануел гончалвес лоренчо җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә 3 күнлүк рәсмий зийарәттә болиду.

1680227
ангола пирезиденти 3 күнлүк рәсмий зийарәт үчүн түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур- алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, икки дөләт оттурисида пирезидент сәвийәсидә елип берилидиған бу тунҗи қетимлиқ зийарәт җәйанидики учришишларда, түркийә-ангола мунасивәтлири барлиқ җәһәтләрдин толуқ көздин кәчүрүлүп, һәр қайси саһәләрдики һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш имканийәтлири музакирә қилинидикән.

(нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати) OPEC вә португалийә тилида сөзлишидиған дөләтләр җәмийитиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан ангола билән айрим – айрим вә  һәйәтләр ара өткүзүлидиған учришишларда, африқадики шундақла район характерлиқ вә хәлқаралиқ тәрәққийатлар музакирә қилиниду.

зийарәт даирисидә өзара мунасивәтләрниң асасини тәшкил қилидиған келишимләр имзалиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر