канада бу йил 401 миң йеңи көчмән қобул қилидиған болди

канада бу йилниң ахириғичә 401 миң йеңи көчмәнни қобул қилидиған болди.

1680410
канада бу йил 401 миң йеңи көчмән қобул қилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: канада пуқралиқ вә көчмәнләр министири марко мендикино байанатат елан қилип, «һәр қандақ әһвалға қаримастин канада көчмәнләр мәсилисидә дунйаға йетәкчи болушни давамлаштурмақта. бу йил 401 миң йеңи даимий көчмәнни қобул қилиш вәдимизгә әмәл қилимиз. ишлар тоғра йөнилишкә қарап илгирилимәктә» деди.

һазирға қәдәр бир йилда қобул қилинидиған әң йуқири сан болған мәзкур 401 миң көчмәнниң ичидә чәт әлләрдин илтимас қилғанлардин башқа йәнә, мунасип шәртләрни һазирлиған  оқуғучилар, вақитлиқ чәтәллик ишчилар вә һазирму канадада турушлуқ панаһланғучиларниң барлиқи уқтурулди.  

бу арилиқта канада көчмәнләр идариси ийун ейидила һазирға қәдәр әң йуқири сан болған 45 миң 100 көчмәнниң илтимасини баһалап чиқип,  бу илтимас қилғучилардин 35 миң 600 кишигә мәңгүлүк иқамәт бәрди.

канада көчмәнләр идарисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, канада тарихида әң көп көчмән қобул қилинған йил 1913-йили болуп, 400 миң 810 киши қобул қилинған иди.

ковид-19 йуқумидин кейин күнсери ешиватқан әмгәк күчи еһтийаҗини қандурушни мәқсәт қилған канада һөкүмити, 2022-йили 411 миң вә  2023-йили 421,000 көчмәнни қобул қилишни пиланлимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر