46 нәпәр афғанистан әскәри вә сақчиси пакистандин панаһлиқ тилиди

пакистан афғанистан армийәси вә чегра сақчилириниң 46 әзасиға, пакистанда панаһланғучи салаһийити вә пакистанға бихәтәр өтүш рухсити бәрди.

1680286
46 нәпәр афғанистан әскәри вә сақчиси пакистандин панаһлиқ тилиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан армийәси аммиви мунасивәт ишханисиниң байанатида, афғанистан бихәтәрлик қисимлири әзалириниң түнүгүн кәчтә хәйбәр пахтонхва өлкисигә қарашлиқ аранду йезиси чеграсиға кәлгәнлики билдүрүлди.

байанатта, 46 әскәр вә сақчиниң пакистан-афғанистан хәлқара чеграсидики хизмәтлирини афғанистанниң бихәтәрлик вәзийити сәвәбидин давамлаштуралмиғанлиқлири, шуңа пакистан армийәсидин панаһланғучи салаһийити вә бихәтәр өтүш рухсити тәләп қилғанлиқлири уқтурулди.

пакистан армийәси болса, афғанистан даирилири билән алақилашқандин кейин, 5 офитсерни қошқанда җәмий 46 нәпәр афғанистан әскәри вә сақчилириға  панаһланғучи салаһийити вә пакистанға бихәтәр өтүш рухсити бәрди.

байанатта, афғанистан әскәрлири вә сақчилириниң йемәклик, туралғу вә керәклик давалаш йардими билән тәминләнгәнлики, зорүр болған рәсмиәтләрдин кейин, буларниң афғанистан һөкүмәт әмәлдарлириға йоллинидиғанлиқи билдүрүлди.

пакистан 1-ийулдиму 35 нәпәр афғанистан әскиригә бихәтәр өтүш рухсити бәргән иди.

афғанистанниң тинчлиқ мусаписи ениқсизлиқини давамлаштурмақта, бихәтәрлик қисимлири билән талибан оттурисидики шиддәтлик тоқунушларму давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر