йапонийә һиндонезийәгә йардәм қилиду

йапонийә «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидә һиндонезийәгә 5.6 милйон долларлиқ җиддий йардәм бериду.

1679029
йапонийә һиндонезийәгә йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, йапонийә «истиратегийәлик һәмраһи» һиндонезийәгә, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидә йардәм қилидикән. җүмлидин, йапонийә 2800 оксиген қойуқлуқи билән тәминләш даирисидә  һиндонезийәгә 5.6 милйон долларлиқ җиддий йардәм беридикән.

һиндонезийә сәһийә министирлиқиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, дөләттә «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин қаза қилғучилар сани 79 миң 32 гә, йуқумланғучилар сани 3 милйон 33 миң 339 ға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر