австрийәдә 6 айда 2000 нәпрәт җинайити садир қилинди

австрийәдә 2020 – йили нойабирдин 2021 – йили апрелғичә болған арилиқта 1936 нәпрәт җинайити садир қилинди.

1678763
австрийәдә 6 айда 2000 нәпрәт җинайити садир қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: австрийә ички ишлар министирлиқи тәрипидин тәййарланған «нәпрәт җинайәтлири» доклатиға қариғанда, нәпрәт җинайити садир қилғанларниң көпинчиси австрийәлик йашлардин тәшкил тапидикән.

әң көп етник милләтләрниң, дунйа қарши вә ирқи түпәйли нәпрәт җинайитигә дуч келиватқанлиқи әскәртилгән доклатта қәйт қилинишичә, мусулманларға вә йәһудийларға өчмәнлик қилиш қилмишлири вә натсистлар тәшвиқатлиридиму көзгә көрүнәрлик дәриҗидә ешиш көрүлгән.

игилинишичә, дөләттә 6 айлиқ мәзгилдә садир қилинған нәпрәт җинайәтлири хатириләнгән доклат техи тамамланмиған болуп, доклатниң тамамлиниши билән австрийәдики нәпрәт җинайити һадисилири техиму йахши айдиңлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر