америка билән германийә «шималий еқим 2» лайиһәсидә пүтүшти

америка қошма иштатлири билән германийә русийәдин йавропаға созулидиған «шималий еқим 2» туруба линийәси лайиһәсиниң тамамлинишиға рухсәт қилиш мәсилисидә пүтүшти.

1678666
америка билән германийә «шималий еқим 2» лайиһәсидә пүтүшти

түркийә авази радийоси хәвири: бу келишим арқилиқ америка қошма иштатлири билән германийә, русийәниң «шималий еқим 2» туруба линийәсини сийасий қорал сүпитидә ишлитиш тәшәббусиға тақабил турушқа әһдә қилди.

икки дөләт тәрипидин елан қилинған ортақ байанатта мундақ дейилди: «америка қошма иштатлири билән германийәниң, ембарголар вә башқа васитисиләр арқилиқ бесим шәкилләндүрүп, русийәни таҗавузчилиқ вә йаман нийәтлик паалийәтлиридин җавабкарлиққа тартиш ирадиси қәтийдур.»

русийә енергийәни бир қорал сүпитидә ишләткән, йаки украинаға қарита техиму көп паалийәттә болушқа тәшәббус  қилған тәқдирдә, германийәниң дөләт сәвийәсидә һәрикәткә өтидиғанлиқи қәйт қилинған байанатта, русийәниң йавропаға енергийә експорт қилиш иқтидариға чәклимә қойуш үчүн ембарголарни йүргүзүшниму өз ичигә алған йавропа миқйасида күчлүк тәдбирләр арқилиқ бесим ишлитилидиғанлиқи әскәртилди.

америка қошма иштатлири билән германийәниң, украинаниң енергийә мәнбәлирини сәрхиллаштуруши үчүн 1 милйард долларлиқ  лайиһәни қоллашни әһдә қилғанлиқи әскәртилгән байанатта,  германийәниң дәсләптә 175 милйон доллар ианә қилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта тәкитлинишичә, омумий чиқими 10 милйард йавро әтрапида болуши мөлчәрлиниватқан «шималий еқим 2» лайиһәси арқилиқ һәр йили 55 милйард куб метир рус тәбиий газиниң балтиқ деңизи арқилиқ германийәгә әвәтилиши пиланланмақта икән.

лайиһәгә қарши чиқиватқан дөләтләр, «шималий еқим 2» лайиһәсиниң йавропа дөләтлирини русийәгә техиму көп беқинди қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر