ирандики намайишлар алтинчи күнигә қәдәм қойди

иранниң хузистан өлкисиниң аһваз, изә, мәһшәр, һуррәмшәһр, абадан, сусәнгәрд вә шадган шәһәрлиридики намайишларниң алтинчи күнигә қәдәм қойғанлиқи билдүрүлди.

1678247
ирандики намайишлар алтинчи күнигә қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң әрәбләр топлишип олтурақлашқан хузистан өлкисидә су тохтап қилиш әһваллириға қарши башланған намайишларниң алтинчи күни бәндәр мәһшәр шәһиридә бир сақчи қаза қилди, изә шәһиридә бир намайишчи өлтүрүлди. хузистанниң бәндәр мәһшәр шәһири муавин валийси фәридун бандәри иран рәсмий хәвәр агентлиқи — ирнаға түнүгүн кәчтә йүз бәргән вәқәләр һәққидә мәлумат берип: «намайишчиларниң таләгани базиридики бир өйниң өгзисидин оқ чиқириши нәтиҗисидә бир сақчи қаза қилди, йәнә бири путидин йариланди» деди вә вәқәниң тәкшүрүлүватқанлиқини билдүрди.

хузистан өлкисиниң аһваз, изә, мәһшәр, һуррәмшәһр, абадан, сусәнгәрд вә шадган шәһәрлиридики намайишларниң алтинчи күнигә қәдәм қойғанлиқи, намайишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунушларниң йүз бәргәнлики хәвәр қилинди.

иҗтимаий таратқулардики сүрәтләргә қариғанда, изә шәһиридики йүзлигән намайишчи, дөләт рәһбири хамәнийгә қарши  «йоқалсун хамәний» дәп шоарларни товлиған.

мәзкур шәһәрдики намайишлар җәрйанида муһәммәд абдуллаһи исимлик бир намайишчиниң сақчиларниң қораллиқ арилишиши нәтиҗисидә қаза қилғанлиқи илгири сүрүлди؛ шундақ қилип, намайишлар җәрйанида қаза қилған намайишчилар сани төткә йәткән болди.

бихәтәрлик қисимлири йаш аққузуш бомбиси вә қорал ишлитип бастурушқа урунған намайишлар җәрйанида, намайишчилар сусәнгәрд шәһиридә бир танкиға  от қойуп бәрди.

хузистан өлкисиниң муһим су мәнбәси болған «һуруләзим» көлчәклири билән кәрһә дәрйасиниң қуруп кетиши вә қарун дәрйасидин башқа районларға су йөткәшни нишан қилған түрниң тәстиқлинишидин кейин баш көтүргән ичимлик сүйи кәм болуш һадисиси сәвәбидин һамидийә, бостан, шадиган, шуш, данйал вә мәһшәр шәһәрлиридә 14 – ийул чаршәнбә кәчқурун намайишларниң башлинип кәткәнлики, йүз бәргән вәқәләрдә кәм дегәндә үч кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر