даеш бағдатта йүз бәргән партлашниң җавабкарлиқини өз үстигә алди

ирақниң пайтәхти бағдатта түнүгүн 30 кишиниң җвниға замин болған һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

1677722
даеш бағдатта йүз бәргән партлашниң җавабкарлиқини өз үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: терорлуқ тәшкилатиға йеқин тор бетидә елан қилинған байанатта, пайтәхт бағдаттики хәлқ базариға қилинған өзини қошуп партилитиш һуҗумни даешниң қилғанлиқи билдүрүлди.

түнүгүн пайтәхт бағдаттики хәлқ базарида инсанлар иннтайин зич бир вақитта йүз бәргән партлашта 30 киши қаза қилип, 60 киши йариланған иди.

ирақ баш министири мустапа әлказимиму һуҗум йүз бәргән районға мәсул қоманданни қолға елишқа вә һуҗумни тәкшүрүшкә мәхсус буйруқ чүшүргән иди.


خەتكۈچ: #бағдат , #даеш

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر