3 қетим суйиқәст тәшәббусиға учридим
ирақ баш министири мустафа әлқазими вәзипә өтәш җәрйанида 3 – қетим суйиқәст тәшәббусиға учриғанлиқини ейтти.
1677483
ирақ баш министири: 2020 – йили майдин буйан баш министирлиқ вәзиписи өтәватқан қазими, сәуди әрәбистанға аит «‹әлһәдәс› телевизийәси» гә бәргән байанатида, вәзипә өтәш җәрйанида 3 – қетим суйиқәст тәшәббусиға учриғанлиқини ейтти, әмма бу тәшәббусларниң қачан вә кимләр тәрипидин болғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.
у мундақ деди: «суйиқәст тәшәббусиға учриғанлиқим үчүн әндишилик әмәсмән, чүнки мән буниңдин қорқуп қалмаймән. дөләтни башқуруш үчүн түзгән пилан бойичә вәзипә өтәшни изчил давамлаштуримән.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғиди
исраилийә армийәси ливанниң җәнубиға кәң көләмлик һава һуҗуми қозғиди.