исраилийә армийәси мәсҗиди әқсаға бесип кирмәкчи болған йәһудийларға шараит һазирлап бәрди

исраилийә армийәси нурғун сандики йәһудий көчмәнләр тәшкиллигән йүрүшкә шараит һазирлап бериш үчүн ишғал қилинған шәрқий қуддусниң кона шәһәр районидики дәмәшиқ дәрвазиси әтрапини пүтүнләй тақап қойди.

1676933
исраилийә армийәси мәсҗиди әқсаға бесип кирмәкчи болған йәһудийларға шараит һазирлап бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: шаһитларниң билдүришичә, йәһудий көчмәнләр «тиша беав» дәп исим қойувалған матәм күни билән тәң бирла вақитта дәмәшиқ дәрвазисидин мәсҗиди әқсаниң ғәрбий җәнубий теми һесаблинидиған бурак (йәни йиғлаш) темиға қарап йүрүш қилған.

исраилийә армийәси болса намайиштин илгири дәмәшиқ дәрвазиси районини бикарлап, бу йәрни йепиқ һәрбий район елан қилған.

кәм дегәндә 3 пәләстинликни назарәткән алған вә улардин бирини қаттиқ урған исраилийә күчлири мәйдандики мухбирларғиму мудахилә қилған.

исраилийәлик радикал йәһудий тәшкилатлар аталмиш ​​сулайман ибадәтханисиниң өрүлүп ташлинишиниң хатирә күни дәпму ативелишқан вә «тиша беав» дәп исим қойувилишқан матәм күни мунасивити билән 18 - ийулда мәсҗиди әқсаға омумий йүзлүк бесип кириш чақириқи елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر