фирансийәдики  намайишқа 114 миң киши қатнашти

фирансийәниң нурғун шәһәрлиридә ковид-19 ваксинасиниң мәҗбурий һалға кәлтүрилиши вә саламәтлик картисиға қарши тәшкиллигән намайишқа 114 миң киши қатнашти.

1676921
фирансийәдики  намайишқа 114 миң киши қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң байанатида, пайтәхт париж, лион, марсел, перпигнан, лил вә тулус қатарлиқ нурғун шәһәрләрдә өткүзүлгән намайишқа 114 миң кишиниң қатнашқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, парижда 3 айрим-айрим  намайишқа җәмий 18 миң намайишчиниң қатнашқанлиқи уқтурулди.

йәнә бир тәрәптин, намайишни тәшкиллигүчиләр пүтүн мәмликәт миқйасида намайишқа қатнашқанлар саниниң 150 миң икәнликини елан қилди.

бихәтәрлик қисимлири лиондики намайишчиларни йаш аққузуш бомбиси ишлитип тарқақлаштурди  вә бу җәрйанда 9 намайишчини назарәткә алди.

һөкүмәт байанатчиси габриел аттал «Le Parisien» гезитигә бәргән байанида, намайишқа қатнашқучиларниң һөкүмәтниң сәһийә тәдбирлиригә тутқан позитсийәсигә наразилиқ билдүргәнликини, бәзиләрниң һөкүмәтни һоқуқидин қалаймиқан пайдиланған дәп әйиблигәнликини әскәртип, ваксинаға қарши намайишқа қатнашқанлар саниниң болса, аз ссанлиқ икәнликини  вә уларниң таллашлириниң ваксина әмләнгәнләргә тәсир көрситишигә йол қоймайдиғанлиқини уқтурди.

габриел аттал ваксина әмләнгән 37 милйон кишигә чақириқ елан қилип, иккиләнгән аилә әзалирини вә достлирини қайил қилишта һөкүмәткә йардәм бериш керәкликини билдүрди.

габриел аттал: «ениқ айдиңлаштурушимиз керәкки, әмдиликтә йа омумий йүзлүк әмлиниш йаки вирус долқиниға ғәрқ болуштин башқа йол йоқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر