америка дипломатлириниң сирлиқ саламәтлик мәсилилирини тәкшүрүшни давамлаштурмақта

америка һөкүмити австрийәниң пайтәхти вийеннадики америка дипломатлири баштин кәчүргән сирлиқ сағламлиқ мәсилисини тәкшүрүватиду.

1676729
америка дипломатлириниң сирлиқ саламәтлик мәсилилирини тәкшүрүшни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақлар,  20 дин артуқ сағламлиқ вәқәсиниң тәкшүрүлгәнликини, буларниң 2016 вә 2017 – йиллири америкилиқ дипломат вә җасуслар кубада доклат қилған кесәллик аламәтлири билән охшаш чиққанлиқини билдүрди.

кесәллик аламәтлириниң сәвәби техи ениқлиналмиған болмисиму, кесәлликләр америка ташқи ишлар министирлиқи,  дөләт мудапиә министирлиқи (бәшбурҗәклик бина) вә америка мәркизи истихбарат идариси (CIA) ниң давалаш гуруппилири тәкшүрүшләрни давамлаштурмақта.

америка ташқи ишлар министирлиқи, американиң вийеннада турушлуқ баш әлчиханисида көрүлгән, сәвәби техи ениқлиналмиған сағламлиқ вәқәлирини тәкшүрүватқанлиқини уқтурди.

бәзилири меңигә зийан йәткүзиду, дәп қариливатқан җараһәтләрниң микро долқун йаки радийо долқуни билән қилинған һуҗум нәтиҗисидә пәйда болғанлиқи оттуриға қойулмақта. әмма, узун йиллардин буйан давамлишиватқан тәкшүрүшләр, мәзкур йарилинишларни ким йаки неминиң кәлтүрүп чиқарғанлиқиниң ениқлиналмиғанлиқини оттуриға қоймақта.

вийеннада ишләйдиған дипломатлар, өзлиридә сәвәби намәлум кесәллик аламәтлири көрүлгәнликини доклат қилғаниди.

вийеннадики кесәллик әһваллири тунҗи қетим 16 – ийул җүмә күни нйу йоркер журнилида елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر