ройтерсниң бир мухбири өлтүрүлди

афғанистанниң җәнубиға җайалшқан қәндәһар вилайитидә әнглийә ройтерс хәвәр агентлиқи үчүн ишләйдиған һиндистанлиқ фотограф мухбири даниш сиддиқи өлтүрүлди.

1676518
ройтерсниң бир мухбири өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан әркин ахбаратни қоллаш идариси ройтерс мухбири даниш сиддиқиниң өлтүрүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, ройтерсқа ишләйдиған һиндистанлиқ фотограф мухбири даниш сиддиқиниң қәндәһарниң пакистан чеграсидики спин болдак чегра еғизида йүз бәргән тоқунушларни рәсимгә тартиш үчүн нәқ мәйданға барғанлиқи вә чеграға йеқин бир җайда өлтүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, фотограф мухбири даниш сиддиқиниң кимләр тәрипидин һуҗумға учриғанлиқиниң тәкшүрүлүватқанлиқи әскәртилди.

14-ийул (2021) пакистан чеграсидики спин болдак чегра еғизини қолға киргүзгән талибан қораллиқлири билән хәвпсизлик тармақлири оттурисида тоқунушлар давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر