җо байдин ақсарайда ангела меркел билән көрүшти

америка пирезиденти җо байдин ақсарайда германийә баш министири ангела меркел билән көрүшти.

1676107
җо байдин ақсарайда ангела меркел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин ақсарайда германийә баш министири ангела меркел билән көрүшүп, шималий еқин – 2, русийә билән болған мунасивәтләр, афғанистандин чекиниш мусаписи, вухән вируси (ковид – 19) йуқуми вә йәр шариниң иссип кетиши қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида сөзләшти.

икки рәһбәрниң учришиштин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғини җәрйанида, байдин германийәдики су апити мунасивити билән меркелдин һал сориди.

пирезидент байдин шималий еқин - 2 туруба йоли қурулуши тоғрисида тохтилип: «русийәниң енергийәни қорал сүпитидә ишлитишигә йол қойулмаслиқи керәк» деди.

байдин кубадики өзгиришләр һәққидә тохтилип: «коммунизм мәғлуп болған система, мән сотсийализмниму интайин пайдилиқ нәрсә дәп қаримаймән. биз у йәрдики торға чиқишни әслигә кәлтүрүшкә йардәм қилишни ойлишиватимиз» деди.

у йәнә һайтиниң һәрбий йардәм тәлипигә ишарәт қилип: «күнтәртипимиздә бу дөләткә әскәр әвәтиш йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

меркел байдин пирезидентлиқ вәзиписини өткүзүвалғандин кейин байдинни зийарәт қилған тунҗи йавропа рәһбири болуп қалди.

германийә баш министири ангела меркел әң ахирқи қетим баш министир сүпитидә америкаға барған болди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر