германийәдики сәл вә кәлкүнләрдә қаза қилғанларниң сани 80 дин ешип кәтти

германийәниң ғәрбидики рейинланд- пфалз вә шималий рен- вестфалийә иштатлирида қаттиқ йамғур кәлтүрүп чиқарған су апити вә кәлкүндә қаза қилғанларниң сани 81 гә йәтти.

1676154
германийәдики сәл вә кәлкүнләрдә қаза қилғанларниң сани 80 дин ешип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә хәвәр агентлиқи (DPA) ниң кобленз сақчи байанатчисини асас қилған хәвиригә қариғанда, рейинланд- пфалз иштатида йүз бәргән кәлкүндә һайатидин айрилғанларниң сани 50 кә йәткән.

буниңдин бурун шималий ре- вестфалийә иштатида 31 кишиниң қаза қилғанлиқи елан қилинғаниди.

йәнә бир тәрәптин, рейинланд- пфалз иштатиниң ахрвейлер районлуқ һөкүмити 1300 кишиниң йоқап кәткәнликини, районда телефонларниң ишлимәйватқанлиқини вә нурғун киши билән болған алақиниң үзүлүп қалғанлиқини уқтурди.

икки иштатниң нурғун җайлирида су апити вә кәлкүн сәвәбидин өйләрниң өрүлүп чүшкәнлики, кочилар вә чоң йолларни су бесип кәткәнлики, нурғун өйләрниң хәтәр астида икәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر