доһада афғанистан сөһбити қайта башлиниду

афғанистан миллий мурәссә алий кеңишиниң башлиқи абдуллаһ абдуллаһ башчилиқидики йуқири дәриҗилик һәйәт талибан билән музакирәләрни қайтидин башлаш үчүн қатар пайтәхти доһаға қарап йолға чиқти.

1676513
доһада афғанистан сөһбити қайта башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан миллий мурәссә алий кеңишиниң башлиқи абдуллаһ абдуллаһ кабул айродурумида һәйәт намида байанат елан қилип, доһаға баридиған һәйәтниң толуқ һоқуққа игә икәнликини билдүрди.

у талибан билән музакирәләрни қайтидин башлаш үчүн муһим нәтиҗиләргә еришишни үмид қилидиғанлиқлирини әскәртип, дөләттә зораванлиқлар ешип бериватқан бу мәзгилдә музакирәләрни дәрһал башлашқа еһтийаҗлиқ икәнликлирини қәйт қилди.

сабиқ пирезидент һамид карзайи, тинчлиқ ишлириға мәсул дөләт министири сайәд саадәт надири, сабиқ муавин пирезидент кәрим халили, җүмбүш партийәсиниң башлиқи батур достум вә бәлхниң сабиқ валийси ата муһәммәд нур қатарлиқлар һәйәттин орун алди.

америка билән талибан оттурисида тинчлиқ келишими имзаланғандин кейин, 2020-йили 12-сентәбир қатар пайтәхти доһада музакирәләр башланған, әмма көзгә көрүнгидәк нәтиҗә чиқмай турупла 2021-йили февралда тәқдиригә ташлап қойулған иди.

афғанистанда тинчлиқ мусаписи һазирму ениқсиз һаләттә туруватқан болуп, хәвпсизлик тармақлири билән талибан оттурисидики шиддәтлик тоқунушлар давамлашмақта.

анадолу агентлиқиниң йәрлик мәсуллардин игәллигән мәлуматларға асасланғанда, талибан афғанистандики 407 наһийәниң 160 тин көпини, мәркәзлирини қошуп контрол қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر