хитай американиң афғанистандин чекингәнликидин мәмнунму?

хитай америка вә нато қисимлириниң афғанистандин чекинишиниң афғанистан хәлқигә йеңи пурсәт йаратқанлиқини ейтип, бу әһвални мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқлирини билдүрди.

1675446
хитай американиң афғанистандин чекингәнликидин мәмнунму?

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министири ваң йи ахбарат елан қилиш йиғинида: «америка билән натониң райондин чекиниши билән, афғанистан хәлқи дөлитиниң тәқдирини өз қолиға елиш үчүн йеңи пурсәткә еришти» деди.

ваң йи районда қайтидин баш көтүргән талибанниму, террорист гуруппилар билән барлиқ алақилирини үзүшкә чақирди.

у районда 20 йил һәрбий җәһәттин мәвҗут болуп турған американиң тинчлиқни әмәлгә ашуралмиғанлиқи үчүн, афғанистандики ролини чоңқур ойлиши керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر