бирма һәрбий һөкүмити 8-нойабирдики сайламларда сахтипәзлик қилинғанлиқини илгири сүрди

бирмада һәрбий өзгириштин кейин қурулған иттипақ сайлам комитети 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән омумий сайламда ташланған авазларниң үчтин биридә сахтипәзлик қилинғанлиқини илгири сүрди.

1674221
бирма һәрбий һөкүмити 8-нойабирдики сайламларда сахтипәзлик қилинғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бирмада иттипақ сайлам комитетиниң башлиқи хин мавң ов 2020-йили өткүзүлгән сайламдики сахтипәзлик қилинғанлиқиға мунасивәтлик бир қанчә ай давамлашқан тәкшүрүшләрниң хуласиләнгәнликини билдүрүп: «сайламда ташланған омумий авазниң үчтин биридә, йәни 11.3 милйон авазда сахтипәзлик қилинғанлиқи байқалди» деди.

у сайламдин бурун вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин нурғун иштатта сандуқларниң әмәлдин қалдурулғанлиқини әскәртип: «дөләт демократик партийәси һөкүмити сайламда ғәлибә қилиш үчүн, вухән вируси тәдбирлиридин өзиниң мәқсити тоғрисида пайдиланди» деди.

у һәрбий өзгириштин илгири вәзипә өтигән сайлам комитетиниң 2020-йили сайлам нәтиҗилирини қанунлуқ дәп қобул қилғанлиқини: «қанунға хилап» деди.

бирмада 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән омумий сайламда дөләтниң әмәлийәттики рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучиниң партийәси парламентта 238 авазға, кеңәш палатасида 138 авазға еришип, һөкүмәтни тәшкиллигән иди.

бирма армийәси қоллиған иттипақ, һәмкарлиқ вә тәрәққийат партийәсиниң рәһбири сан хтай (Than Htay) авазларни санашта, мәсулларниң нурғун сайлам сандуқидики өзиниң партийәсигә чүшкән авазларни 3-2 қетим санап сахтипәзлик қилғанлиқини илгири сүргән иди.

сайлам комитети сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқи тоғрисидики қарашларниң асассиз икәнликини вә аң сан сучи партийәсиниң сайламда ғәлибә қилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر