һинидистан һөкүмити қәндиһар консулханисидики хадимларни чекиндүрүшни қарар қилди

талибанниң афғанистанда илгириләшлириниң давамлишишиға әгишип, һинидистан һөкүмити қәндиһар консулханисидики хадимларни чекиндүрүшни қарар қилди.

1673440
һинидистан һөкүмити қәндиһар консулханисидики хадимларни чекиндүрүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, райондики тоқунушларниң көпийиши сәвәбидин һиндаистанниң қандиһар консулханисидики тәхминән 50 дипломат вә хадим чекиндүрүлгән.

алақидар мәсуллар консулхана хадимлириниң түнүгүн һава армийәси айропилани билән деһлиға елип келингәнликини байан қилди.

һиндистан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ариндам бағчи елан қилған байанатида: «һиндистанниң қәндиһардики баш консулханиси тақалмиди» деди.

ариндам бағчи қәндиһар өлкисигә йеқин җайда йүз бәргән қаттиқ туқунуш сәвәбидин һазирчә консулханидики йәрлик хизмәтчиләрдин башқа хадимларниң вақитлиқ қайтуруп келингәнликини ейтти

буниң әһвал муқимлашқучә қоллинилған вақитлиқ тәдбир икәнликини тәкитлигән ариндам бағчи, консулхана мулазимәтлириниң йәрлик хадимлар арқилиқ давам қилидиғанлиқини уқтурди.

афғанистанниң тинчлиқ мусаписи ениқсизлиқини давамлаштуруш билән биргә бихәтәрлик қисимлири билән талибан оттурисида шиддәтлик тоқунушларму давамлашмақта.

талибан ийунниң ахирқи һәптисидә башлиған  һуҗумлирида өзбекистан вә таҗикистан чеграсидики барлиқ районларни дегүдәк алқиниға киргүзүп болди.

өзбекистанға ечилидиған әң муһим сода йоли болған хәйратан чегра еғизини икки тәрәптин тәң қоршивалған талибан, ғәрбий җәнубта болса, ғазний вилайитигә мәркәзләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر