12 йилдин бери көрүшәлмигән сүрийәлик дада билән қиз истанбулда көрүшти

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити тәрипидин 2009-йили түрмигә ташланған сүрийәлик сийасәтчи аммар һәйдар  шу күндин бери қайта көрүп бақмиған қизи мәрвә һәйдар билән 12 йилдин кейин истанбулда көрүшти.

1673448
12 йилдин бери көрүшәлмигән сүрийәлик дада билән қиз истанбулда көрүшти
ammar haydar merve haydar.jpg
ammar haydar merve haydar.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң һама шәһиридә туғулған 58 йашлиқ аммар һайдар йашлиқ дәвридин тартипла әсәд аилисиниң демократийәгә қарши бәлгилимилири сәвәбидин өктичилиқни башлиған болуп, у 1980-йилларниң бешида сийасий паалийәтлирини башлап, қилған паалийәтлири сәвәбидин көп қетим түрмигә ташланған иди.

аммар һайдар 2009-йилиму 2 йил түрмидә йатқан иди. аммар һайдарни түрмигә ташлаш билән купайә қилмиған бәшшар әсәд һакимийити униң қизи вә айалиғиму бесим қилишқа башлиди.

сүрийәдә һөддигәрлик тиҗарити билән шуғуллинидиған вә иқтисади әһвали йахши болған аммар һайдар бесим сәвәбидин айали вә қизини ийорданийәгә әвәтишкә мәҗбур болди.

2011-йили ички уруш башланғандин кейин мақулланған кәчүрүм қилиш бәлгилимиси билән қойуп берилгән һайдар аилисидикиләрниң йениға беришниң орниға сүрийәдики башқа өктичиләр билән биргә бәшшар әсәд һакимийитигә қарши қайтидин  күрәш қилишни қарар қилди.

2014-йилғичә күришини давамлаштуруп, шу йили қайта қолға елинған вә бир мәзгил түрмидә йатқан һайдар иорданийә сийаси панаһланғучиларни қобул қилмиғанлиқи сәвәбидин 2015-йили түркийәгә кәлгән иди.

һазир униң қизи мәрвә һәйдар 28 йашта.  у техи 16 йашта толуқ оттура мәктәптә оқуватқан чағда аниси билән ийорданийәгә кетишкә мәҗбур болған иди. ийорданийәдә толуқ оттура мәктәпни пүттүргәндин кейин, бир хусусий университетта график лайиһиләшни кәспидә уқуған мәрвә  һайдар дадисиниң иқтисадий әһвалиниң начарлишиши сәвәбидин оқушини үчинчи синипта ташлашқа мәҗбур болған иди.

анисиниң һалидин хәвәр елиш, турмуш еһтийаҗини қамдаш учун һәр хил ишлар билән шуғулланған вә анда-санда график сизишниму кәсп қилған мәрвә һайдар , дадиси аммар һайдар билән бу җәрйанда көрүшүшни һәр қанчә халисиму, тосалғулар сәвәбидин көрүшәлмигән иди.

түркийәдә йашайдиған дадиси һайдар  билән қизи мәрвә һайдар 12 йилдин кейин истанбулда көрүшүш пурситигә еришти. әмдиликтә һайдар аилиси буниңдин кейин айрилмастин түркийәдә биллә йашашни халайду.

мәрвә һәйдар ийорданийәгә қайтишни халимайдиғанлиқини вә дадиси билән түркийәдә туруш үчүн алақидар мәсуллардин йардәм күтүватқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر