ирақлиқ шиә рәһбәр америкадин өч алидиғанлиқини билдүрди

ирақтики «һәшдушшәби» һәрикитигә қарашлиқ «әсһаби әһлилһәқ һәрикити» ниң рәһбири қәйс һазали өч елиш мәқситидә америка әскәрлирини өлтүридиғанлиқини ейтип тәһдид салди.

1667487
ирақлиқ шиә рәһбәр америкадин өч алидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һазали бир телевизийә қанилидики сөзи җәрйанида, америка қошма иштатлириниң ирақ - сүрийә чеграсидики һәшдушшәби әскәрлиригә қилған һуҗуми тоғрисида тохтилип: «америка ирақ хәлқиниң қениниң төкүлмәслики мәсилисигә һөрмәт қилмайдиғанлиқини көрсәтти вә өзи биваситә қан төкүш арқилиқ урушни йеңи бир нуқтиға көтүрди. йашлиримиз (һуҗумда қаза қилғанлар)ниң қениниң өчи ишғалчи қисимлар (америка)ға қарашлиқ әскәрләрниң қенини төкүш арқилиқ елиниду» деди.

америка һәшдушшәбигә қаратқан һуҗумлирини давамлаштурған тәқдирдә, өзлириниң буниңға инкас қайтуридиғанлиқини билдүргән һазали, буниң үчүн зөрүр тәййарлиқ вә пиланлириниң барлиқини ейтти.

америка армийәси 27-ийун йәкшәнбә күни ирақ-сүрийә чеграсидики һәшдушшәби қораллиқлириға һавадин һуҗум қилип, төт қораллиқ унсурниң өлтүрүлгәнликини уқтурғаниди.

һуҗумда қаза қилғанлар үчүн түнүгүн бағдадта символ характерлик дәпнә мурасимиға нурғун шиә рәһбәр иштирак қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر