ирақ бихәтәрлик күчлири намайишчиларға оқ чиқарди

ирақ бихәтәрлик қисимлириниң дөләтниң җәнубиға җайлашқан васит вилайитидики ток үзүлүп вәқәсигә наразилиқ билдүргән намайишчиларни тарқақлаштуруш һәрикити җәрйанида төт адәм йариланди.

1667103
ирақ бихәтәрлик күчлири намайишчиларға оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: васит вилайитидики узун давамлашқан ток тохтап кетиш вәқәсигә наразилиқ билдүргән йүзләрчә киши «әләзизиййә» електир идарисиниң алдиға топлинип намайиш өткүзди؛ ирақ бихәтәрлик қисимлири қоралсиз намайишчиларға оқ чиқарди.

нәқ мәйдандики әһвалларни көргүчиләрниң билдүрүшичә, вәқәдә үчиниң йарилиниш әһвали еғир болуп җәмий төт намайишчи йариланған, йариланғанлар дохтурханида балнистқа елинған.

ирақ електр министири маҗид мәһди һантуш алдинқи чаршәнбә күнидики ток үзүлүп қелиш вәқәсидин кейин йүз бәргән намайишлардин кейин вәзиписидин истепа бәргәниди.

һава температуриси тәхминән 50 градусқа йәткән ирақта, аһалә қаттиқ иссиқ вә адәткә айланған ток тохтап кетиш пәйда қилған қийинчилиқларға тақабил турушқа тиришмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر