америка ливийәликләрниң сайлам тәййарлиқи йиғиниға йуқири баһа бәрди

америка дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җәйк сулливан, ливийә сийасий дийалог мунбириниң 24-декабирда ливийәдә өткүзүлүши пиланлиниватқан сайламға мунасивәтлик йиғини тоғрисида байанат елан қилди.

1667206
америка ливийәликләрниң сайлам тәййарлиқи йиғиниға йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири, ливийә сийасий дийалог мунбириниң 24-декабирда ливийәдә өткүзүлүши пиланлиниватқан сайламниң асасий қанунлуқ рамкисини музакирә қилиш  үчүн шивейтсарийәдә йиғин чақирғанлиқидин хушал болғанлиқини уқтурди.

америка дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җәйк сулливан йазма байанат елан қилип: «биз ливийә сийасий дийалог мунбири әзалириниң 2021 – йили 24 – декабирда ливийәдә өткүзүлидиған тарихий сайламниң тәййарлиқлири тоғрисида сөзлишиш мәқситидә бу һәптә җәнвәдә йиғин чақирғанлиқиға вә бу мунбәрниң хизмәтлиригә йуқири баһа беримиз» деди.

берлинда чақирилған иккинчи нөвәтлик ливийә йиғинидиму оттуриға қойғинидәк, американиң ливийәдә пирезидентлиқ вә парламент сайламлириниң өткүзүлүши үчүн  ливийә хәлқи вә хәлқаралиқ шериклирини қоллайдиғанлиқини тәкитлигән сулливан байанатида йәнә: «бу сайлам ливийәликләргә өз рәһбәрлирини сайлаш вә узун йиллиқ ички тоқунуш һәмдә иқтисадий давалғуштин кейин игилик һоқуқини қайтидин тикләш һоқуқи билән тәминләйду» дегән ибариләргә орун  бәрди.

у ахирида, ливийә сийасий дийалог мунбири йиғининиң иҗабий кәйпийат вә йаришиш роһи ичидә өткәнликидинму хушал болғанлиқини қәйт қилип: «биз ливийә хәлқиниң техиму муқим, гүлләнгән вә бихәтәр кәлгүси бәрпа қилиш хизмәтлирини қоллаймиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر