канадада қаттиқ иссиқ сәвәбидин бир күндә 63 киши қаза қилди

канаданиң ғәрбидики өлкиләргә тәсир қилған қаттиқ иссиқ һава долқуни сәвәбидин 63 киши қаза қилди.

1667294
канадада қаттиқ иссиқ сәвәбидин бир күндә 63 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сурри, бурнабей вә ванковер шәһәрлири билән әтрапида, қаттиқ иссиқ сәвәбидин бир күндә 63 киши қаза қилди.

сақчилар қаза қилғанларниң көпинчисиниң йашанғанлар икәнликини елан қилди.

британийә колумбийә, алберта, йукон вә ғәрбий шимал районидики иссиқ һаварайиға қарита мутәхәссисләр «иссиқ гүмбәз» дәп нам бәрди.

йеқинқи 24 саәт ичидә районда тарихтики әң йуқири 103 иссиқлиқ рекорти руйхәткә елинди.

йәнә бир тәрәптин, британийә колумбийә өлкиси миқйасида шәһәрлик һөкүмәтләр тәрипидин ечилған совутуш мәркәзлири иссиқ һаваниң тәсиригә учриғанларға үзлүксиз мулазимәт қилмақта.

совутуш мәркәзлиригә кәлгәнләргә толуқлаш суйуқлуқи берилиш билән биргә, сағламлиқ мәсилиси барлар үчүн сәһийә әтрити чақирилмақта.

өлкидики ресторанлар, парчә сетиш дуканлири вә бир қисим мәктәпләр иссиқ сәвәбидин тақалди.

ковид-19 йуқуми ваксинаси әмләйдиған клиникларму ваксина әмләш вақтини кечиктүрүшкә башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر