ким җоңун сәһийә мәсуллириға кайиди

шималий корейә рәһбири ким җоңун ковид-19йуқуминиң алдини алалмиғанлиқи үчүн сәһийә мәсуллириға кайиди.

1667640
ким җоңун сәһийә мәсуллириға кайиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизи ахбарат агентлиқи (KCNA) ниң хәвәр қилишичә, һакимийәт бешидики корейә ишчилар партийәсиниң сийасий бйуро йиғинида, ким җоңун ковид -19 ға қарши күрәштә пиланланған тәдбирләрниң йолға қойулишида, «иқтидарсизлиқ, мәсулийәтсизлик вә пассиплиқ» қилғанлиқи сәвәбидин әмәлдарларға кайиди.

ким җоңун сөзидә, «муһим дөләт ишлириға мәсул йуқири дәриҗилик әмәлдарлар узун муддәтлик җиддий һаләт вә йуқумниң алдини елиш сәпәрвәрликини керәклик шәкилдә, ишчилар партийәсиниң тәшкилий, идарий, маддий, илмий вә техникилиқ тәдбирлирини йолға қойуштики муһим қарарлирини иҗра қилишқа сәл қариди. бу иш дөләт вә хәлқниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишта зор кризис пәйда қилидиған еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر