германийәниң афғанистандики әң ахирқи әскәрлири афғанистандин айрилди

германийә дөләт мудапиә министири аннеғет камп кағенбава (Annegret Kramp-Karrenbauer) афғанистанда вәзипә өтәватқан германийә әскәрлириниң афғанистандин чекингәнликини елан қилди.

1667197
германийәниң афғанистандики әң ахирқи әскәрлири афғанистандин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә дөләт мудапиә министири аннеғет камп кағенбава твиттерда байанат елан қилип, афғанистанда вәзипә өтәватқан әң ахирқи германийә әскәрлириниң афғанистандин бихәтәр һалда айрилғанлиқини билдүрүп: «аридин 20 йил өткәндә чәт әлдики әң муһим вәзипимиз ахирлашти» деди.

германийә армийәсиниң бу һәқтики байанатида, германийә әскәрлириниң афғанистандики нато қисимлирида вәзипә өтишиниң ахирлашқанлиқи қәйт қилинди.

германийә әскәрлири 2001-йилдин тартип афғанистанда вәзипә өтимәктә иди. афғанистанда йеқинқи вақитларғичә 1100 әскәр вәзипә өтәватқан болуп, җәмий 59 әскәр җенидин айрилди.

америка һөкүмити 20 йил турған афғанистандин 2021-йили 1-майдин башлап чекинишни башлайдиғанлиқини, чекинишниң 2001-йили 11-сентәбир йүз бәргән һуҗумниң 20 йиллиқиғичә ахирлишидиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر