ефийопийә исйанчилири һөкүмәт күчлирини йәңгәнликини илгири сүрди

тиграй хәлқ азадлиқ фиронти қозғилаңчилири, тиграй районини контрол қилиш үчүн ефийопийә мудапиә қисимлирини пүтүнләй мәғлуп қилғанлиқини илгири сүрди.

1666560
ефийопийә исйанчилири һөкүмәт күчлирини йәңгәнликини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: тиграй хәлқ азадлиқ фиронти қозғилаңчилири байанатчиси гетачев реда қатарниң «әлҗәзирә» қанилиға байанат берип, тиграй хәлқ азадлиқ фиронти қозғилаңчилириниң тиграй өлкисиниң пайтәхти мекелени қолға киргүзүш үчүн ефийопийә баш министири аби әһмәдниң дөләт мудапиә қисимлирини пүтүнләй мәғлуп қилғанлиқини илгири сүрди.

реда, ефийопийә армийәсиниң һөкүмәт тәрәп бир тәрәплимә уруш тохтитишни җакарлиғандин кейин шәһәрдин чекинип чиққанлиқини қәйт қилди.

ефийопийә һөкүмитиниң байанатида болса, тиграй хәлқ азадлиқ фиронти қозғилаңчилири қолға киргүзгәнликини илгири сүргән теграй районида бир тәрәплимә уруш тохтитиш елан қилинғанлиқи билдүрүлгәниди.

байанатта, бу қарарниң тиграйдики деһқанларниң һосул пәсли (6-ай , 7-ай , 8-ай) дин пайдилинишини капаләткә игә қилиш үчүн чиқирилғанлиқиға ишарәт қилинип, буниңдин кейин районда йардәм бериш қисимлириниң қоралсиз хизмәт қилидиғанлиқи тәкитләнгәниди.

 бир мәзгил тиграй өлкисигә һөкүмранлиқ қилған хәлқ азадлиқ фиронти қозғилаңчилириниң 2020-йили 11-айниң 3-күни ефийопийәниң шималий қоманданлиқ қисимлириға һуҗум қилишидин кейин, баш министир аби әһмәд тиграй хәлқ азадлиқ фиронти қозғилаңчилириға қарши һәрбий һәрикәт қоллинишни қарар қилған, бу қәдәмдин кейин мәзкур райондики бир милйондин артуқ адәм йурт – маканидин айрилип қалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر