түрк учқучисиз һава аппаратлирини сетивалидиған дөләтләр қошуниға албанийәму қетилди

түрк қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини әслиһәлири қатариға сәпләшкә тәййарлиниватқан дөләтләр қошуниға албанийәму қетилди.

1666657
түрк учқучисиз һава аппаратлирини сетивалидиған дөләтләр қошуниға албанийәму қетилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа миқйасида түрк қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң нам – шөһритиниң күндин күнгә ешишиға әгишип, дунйадики нурғун дөләтләр түрк қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини сетивелишқа йүзләнди؛ бу қошунға албанийәму қетилди.

албанийә парламенти түрк қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини сетивелиш үчүн 8 милйон  200 миң йавро қошумчә хамчот аҗритиш пиланини мақуллиди.

бу қәдәм, албанийә ички ишлар министири бледар чучи вә бир қисим һәрбий әмәлдарларниң түркийә зийаритидин кейин ташланди.

чучи, истанбулдики байрақтар ишләпчиқириш мәркизини екскурсийә қилғандин кейин, қораллиқ учқучисиз һава аппаратини сетивалидиғанлиқлириниң сигналини берип: «түрк қораллиқ учқучисиз һава аппарати системилириниң албанийә иҗтимаий вә һәрбий саһәлиридә ишлитилиши мәсилисини музакирә қиливатимиз» дегәниди.

хамчотта, түркийә билән бирликтә ишқа ашурулидиған ул әслиһә селинмилириғиму орун берилди.

игилинишичә, тран чоң йоли, су йоли қурулуши вә хәлқара тийатир бинасиниң селиниши қатарлиқ лайиһәләрму мәзкур селинмиларниң бир қисми икән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر