пакистан исраилийә билән көрүшкәнлики тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди

пакистан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси заһид һафиз чаудри, бәзи таратқуларниң, сәйид зулфиқар бухариниң исраилийәдә зийарәттә болғанлиқиға даир хәвәрлирини рәт қилди.

1666540
пакистан исраилийә билән көрүшкәнлики тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси заһид һафиз чаудри, бәзи таратқуларниң, баш министир имран ханниң сабиқ мәслиһәтчиси сәйид зулфиқар бухариниң исраилийәдә зийарәттә болғанлиқиға даир хәвәрлирини рәт қиип, «булар асассиз вә қаймуқтурғучи хәвәр» дәп баһа бәрди.

байанатчи чаудри, баш министир имран ханниң сабиқ мәслиһәтчиси бухариниң исраилийәдә зийарәттә болғанлиқиға даир хәвәрләрни рәт қилип, униң исраилийәдә бундақ бир зийарәттә болмиғанлиқини билдүрди.

пакистанниң бу мәсилигә мунасивәтлик пиринсипал позитсийәсидә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини тәкитлигән чаудри, исламабадниң изчил һалда 1967 – йилидин бурунқи чегра тәвәликидә қурулидиған, пайтәхти қуддус болған пәләстин дөлити билән икки дөләтлик һәл қилиш чариси тәрәпдари икәнликини тәкитләп келиватқанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر