чавушоғлу билән лавров анталйада көрүшиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң 30 – ийун (2021) анталйада русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

1666479
чавушоғлу билән лавров анталйада көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, чавушоғлу билән лавровниң җәнубий кавказ, оттура шәрқ, шималий африқа, шундақла афғанистан, украина, оттура асийа, шәрқий ақдеңиз вә қара деңиз районлириға алақидар вәзийәт, һәмдә сүрийә вә ливийә мәсилилири тоғрисида сөзлишидиғанлиқини уқтурди.

учришишта икки дөләтниң сода вә иқтисадий һәмкарлиқиниң тәрәққийатиға мунасивәтлик мәсилиләрниңму музакирә қилинидиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «бу йил 1 - айдин 4 - айғичә өзара сода миқдари 2020 – йилиниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда %22.5 ешип 9 милйард 100 миң долларға йәтти» дегән ибариләргә орун берилди.

учришишта икки дөләтниң һәрбий - техника вә йуқири техника саһәсидики һәмкарлиқниңму музакирә қилинидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, ковид – 19 ға қарши күрәш, русийәниң ковид – 19 ға қарши тәрәққий қилдурулған спутник – в ваксинисиниң түркийәдә әмлиниши вә ишләпчиқирилишиға мунасивәтлик нуқтиларниңму күнтәртипкә келидиғанлиқи қәйт қилинди.

түркийә билән русийә оттурисидики сийасий дийалогниң қойуқ икәнлики тәкитләнгән байанатта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путинниң бу йил алтә қетим телефонда сөзләшкәнлики әслитип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر