америка иран қоллаватқан гуруппиларниң муәссәсәлирини бомбардиман қилди

америка қошма иштатлири ирақ вә сүрийә чегра районида иран қоллаватқан гуруппилар ишлитиватқан муәссәсәләрни бомбардиман қилди.

1665881
америка иран қоллаватқан гуруппиларниң муәссәсәлирини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби, бомбардиманда, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң йолйоруқиға асасән мудапиә мәқситидә ишқа ашурулғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, сүрийәдә 2, ирақта 1 нуқтида иран қоллаватқан гуруппилар ишливатқан муәссәсәләр вә қорал – йарағ искилатлириниң нишан қилинғанлиқини, бу муәссәсәләрниң, иран қоллаватқан гуруппилар тәрипидин ирақтики америка һәрбий хадимлири вә муәссәсәлиригә қарита инсансиз һава һуҗумлирида ишлитилгәнлики үчүн, һуҗум нишани қилип бекитилгәнликини тәкитләп мундақ деди: «хәлқара қанунға асасән, америка қошма иштатлири қануний қоғдиниш һоқуқини ишләтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر