сомалида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми нурғун пуқраниң җениға замин болди

сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбабниң пуқраларға қаратқан һуҗумлирида кәм дегәндә 20 пуқра һайатидин айрилди.

1666049
сомалида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми нурғун пуқраниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: сомалиниң галмудуг районлуқ сақчи идарисиниң муавин башлиқлиридин муһәммәд мәһмудниң билдүрүшичә, адәм бомба һуҗумидин кейин, террорлуқ тәшкилати әшшәбаб мәнсуплириниң әтрапқа оқ чиқириши нәтиҗисидә кәм дегәндә 20 пуқра һайатидин айрилған.

шәшәбабниң илгири сүрүшичә, һуҗумларда кәм дегәндә 34 әскәр өлтүрүлгән.

муһәммәд мәһмудниң әскәртишичә, террорлуқ тәшкилати әшшәбаб, сомалида дөләт хәвпсизлик күчлири вә пуқрави олтурақ районлириға даим дегүдәк һуҗум қилидикән.

кечиктүрүлгән сайламларға тәййарлиқ қиливатқан сомалида, армийә  тәрәпниң террорлуқ тәшкилати әшшәбабқа қарши елип бериватқан һәрбий һәрикәтлири үзлүксиз давамлишиватқан  болуп, йеқинқи күнләрдә елип берилған һәрбий һәрикәтләр давамида 300 гә йеқин әшшәбаб тәшкилати әзаси бир тәрәп қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر