һусийларниң икки данә учқучисиз һава аппарати пачақлап ташланди

йәмәндә һөкүмәтни қоллайдиған сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисим, һусий қораллиқ күчлириниң бомба қачиланған икки данә учқучисиз һава аппаратиниң пачақлап ташланғанлиқини елан қилди.

1665922
һусийларниң икки данә учқучисиз һава аппарати пачақлап ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшмә қисимниң сәуди әрәбистан с п а (SPA ) рәсмий агентлиқида елан қилинған байанатида, иранниң қоллиши астидики һусийларниң сәуди әрәбистанниң һамис мушайт райониға икки данә учқучисиз һава аппарати әвәткәнлики қәйт қилинди.

байанатта, сәуди әрәбистан һава армийәсиниң учқучисиз һава аппаратлирини пачақлап ташлиғанлиқи қәйт қилинди.

бирләшмә қисимниң 27-ийундики байанатидиму, һусийларниң икки данә балистик башқурулидиған бомбиси билән бомба қачиланған учқучисиз һава аппаратиниң пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлгән иди.

һусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри твиттерда байанат елан қилип, сәуди әрәбистанниң нәҗран, абха вә һамис мушайт районлиридики һәрбий нуқтилириға, бәш балистик башқурулидиған бомба вә бәш учқучисиз һава аппарати билән һуҗум қилғанлиқлирини билдүрди.

йәмәндә узун вақиттин буйан сийасий муқимсизлиқ давамлишиватқан болуп, иранниң қоллиши астидики һусийлар билән һөкүмәткә қарашлиқ күчләр арисида тоқунушлар давамлашмақта.

һусийлар 2014-йили сентәбирдин буйан пайтәхт сана вә бәзи районларниң контроллуқини қолида тутуп туруватқан болса, сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисим 2015-йили марттин тартип һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлди.

иранниң қоллиши астидики һусийлар пат-пат сәуди әрәбистанниң җәнубий районлириға, балистик башқурулидиған бомба вә учқучисиз һава аппаратлири билән һуҗум қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر