германийәдә пичақлиқ һуҗум йүз бәрди

германийәниң ерфурт шәһиридә бир зораванниң пичақлиқ һуҗумида 2 киши йариланди.

1666107
германийәдә пичақлиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн әтигән тәрәпләрдә зораванниң пичақлиқ һуҗумида йариланған 45 вә 68 йашлардики икки киши дохтурханиға орунлаштурулди.

сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, 20 йашлар чамисидики зораванниң тутулуши үчүн, тик учар айропиланларниң йардими астида ахтуруш - тутуш башланған.

германийәниң вузбург шәһиридә җүмә күни йүз бәргән пичақлиқ һуҗумда болса 3 киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر